Главная страница ساياھەتچى تور بېتىنىڭ مۇنبىرى Регистрация

Вход

Приветствую Вас Гость | RSS Пятница, 2024-04-19, 2:57 AM
[ Новые сообщения-yingi xewerler · Участники-ezalar · Правила форума · Поиск-izdesh · RSS ]
  • Страница 1 из 1
  • 1
Модератор форума: Sayahetchi  
Форум * Munber » TARIX ИСТОРИЯ » Tarixtin bayanlar » Лопнур (Лопнур илмий тәкшүрүш әтрити қәдимий шәһәр харабисини байқид)
Лопнур
SayahetchiДата: Четверг, 2008-12-18, 1:39 AM | Сообщение # 1
Admin
Группа: Администраторы
Сообщений: 115
Статус: Offline
Лопнур илмий тәкшүрүш әтрити кичик дәрия қәбристанлиқи әтрапида қәдимий шәһәр харабисини байқиди

қәдимий кәнт харабиликиниң қияпити

қәдимий кәнт харабиликидә байқалған қулақлиқ яғач тәңнә

Шинжаң мәдәнийәт ядикарлиқларни археологийилик тәкшүрүш орниниң башлиқи Идрис Абдуросулниң башчилиқидики тәкшүрүш гурупписидикиләр кичик дәрия қәбристанлиқиниң геологийилик йәр шәкли , қәдимий қурулушлар тоғрисида көп тәрәплимә илмий тәкшүрүш елип барди. Төрт күндин артуқ тәкшүрүш жәрянида бу хадимлар қәдимий қәбристанлиқниң ғәрбий шимал гирвикидин 6.5 километир йирақлиқтики жайдин кәңлики 180 метир, узунлуқи 200 метир келидиған қәдимий шәһәр харабисини байқиған.
Бу харабиликниң сепиллири топидин соқулған болуп , шәһәрниң оттурисида өскән чоң бир түп тоғрақму байқалған . Әтрәт әзалири шәһәр харабилики ичидин икки данә ярмақ пул , ишик һалқиси , тасма улиғуч қатарлиқ мис буюмлар вә яқут көз қондурулған нәрсә – керәкләр шундақла түгмән теши , урчуқ вә сапал парчилирини байқиған болуп , шәһәр пүтүнләй қум астида қалған .
Кичик дәрия қәбристанлиқи Лопнур районидики Көнчи дәриясиниң төвәнки еқиминиң жәнубиға 60 километир келидиған жайдики Лопнур қумлуқиға жайлашқан болуп , шәрқтә Кроран харабиликигә 175 километир , ғәрбий жәнуб тәрәптә Арған базириға 36 километир келиду.
Чақилиқ наһийиси әтрапидики лопнурлуқлар үстидә тәкшүрүш елип бериватқан йәнә бир әтрәтму дөләт йоли 218 – линийиниң шәрқий ян тәрипидики йеза игилик 2 – шиси 36 – туәнигә баридиған кона йолниң әтрапидин бир ташландуқ қәдимий кәнт харабисини байқиған. Бу кәнт харабисидә байқалған белиқ тори, тоғрақ яғичида ишләңән қулақлиқ тәңнә , кигиз , чач қатарлиқлардин мутәхәссисләр бу харабилик тарихиниң анчә узун әмәсликини , өй қурулушиға қариғай яғичи ишлитилгәнликидин болса , әйни йилларда бу йәрниң сода ишлириниң бир қәдәр гүлләңәнликини пәрәз қилишқан.
© www.Aqqush.com/

Прикрепления: 6571597.jpg (30.8 Kb) · 3680115.jpg (30.8 Kb)
 
Форум * Munber » TARIX ИСТОРИЯ » Tarixtin bayanlar » Лопнур (Лопнур илмий тәкшүрүш әтрити қәдимий шәһәр харабисини байқид)
  • Страница 1 из 1
  • 1
Поиск:

Copyright MyCorp © 2006 Сайт управляется системой uCoz