Главная страница ساياھەتچى تور بېتىنىڭ مۇنبىرى Регистрация

Вход

Приветствую Вас Гость | RSS Суббота, 2024-04-20, 1:03 PM
[ Новые сообщения-yingi xewerler · Участники-ezalar · Правила форума · Поиск-izdesh · RSS ]
  • Страница 1 из 1
  • 1
Модератор форума: Sayahetchi  
Форум * Munber » TARIX ИСТОРИЯ » Tarixtin bayanlar » Уйғурлар ([Түркийә] Рәшид Рәһмәти Арат)
Уйғурлар
SayahetchiДата: Воскресенье, 2009-01-04, 6:53 PM | Сообщение # 1
Admin
Группа: Администраторы
Сообщений: 115
Статус: Offline
© http://karamet.5d6d.com/home.php
Тәржимә қилғучи: Йүсүпжан Ясин

Translit на кириллицу Эмерен

Рәшид Рәһмәти Арат Қазан Татарлиридин йетишип чиққан дуняви нопузға игә мәшһур Түрколог. У 1900- йили Қазан шәһириниң ғәрбий шималидики кона үжүмдә туғулған. 1906-1910-Йилларда башланъғуч тәрбийисини алған. 1913- Йили қизиляр шәһиридә оттура мәктәпни, 1918- йили лисә(толуқ оттура мәктәп)ни тамамлиған. 1917-Йилидики болшивек инқилабидин кейин түрлүк жәмъийәтләр қурулуп, улар қармиқида һәр хил жорналлар чиқирилишқа башлиған. Рәшиди рәһмәти арат достлири билән бирликтә «Бирлик» намидики бир жәмъийәтни қуруп, «Яшлиқ теңи» дегән бир жорнални чиқарған вә дәстләпки қәләм синақлирини мушу зһурналдин башлиған. Рәшид Рәһмәти Арат 1918- йили әскәрликкә елинип, алдинқи сәпкә әвәтилгән. 1919-Йили ярлинип сибирийигә йөткивитилгән. У, Сибирийидә Қазан Татарлири топлишип олтурақлашқан йәрләрдики мәдәнийәт һәрикәтлириниң муһим ижрачилиридин биригә айланъған. 1922- йили Германийигә берип пәлсәпә факултетиға оқушқа киргән, оқуш мәзгилидә әдәбият, пәлсәпә вә түркологийә билән мунасивәтлик дәрс вә семинәрләргә қатнашқан. Бу жәриянда йәнә һәр қайси йәрләрдин кәлгән түркләрниң қурған жәмъийәт вә уюшмилириға қатнишип, зһорналларда түрлүк мақалиләрни елан қилған. 1927- йили селиштурма Түрк тили саһәсидә язған «Алтайчида ярдәмчи пеиллар вә рәвиш-- пеиллар» намлиқ докторлуқ десиртатсийисини яқлиған. Бу әсири йәнә билән лекторлуқ үнваниғиму еришкән. 1931-Йили шәрқ тиллири мәктипидә шималий түркләрниң тили, әдәбияти вә тарихи кәспи бойичә дотсент болған. Бу жәриянда дәстләпки илмий әсәрлирини оттуриға чиқиришқа башлиған. Рәшид Рәһмәти Арат 1933-йили маарип министирликиниң тәклипи билән Түркийигә келип, Истанбул Унверсетитиниң әдәбият факултетида Түрк тили вә әдәбияти курсиға профессорлуққа тәйинләнъгән. 1958-Йили 4- айниң 26- күни ординарйүс профессор болған.

Түркийә түркологийисиниң қурулуши вә йилтиз тартишида аратниң бүйүк бир әжри бар. В. Баңкауп тәрипидин қурулған селиштурма Түрк тили тәтқиқатини Түркийигә елип кирип омумлаштурған вә толуқ бир тәрәққиятқа ириштүргән киши Рәшид Рәһмәти Арат иди. У бу саһәдә шинаси текин, талат текин, Саадәт Чағатай вә Нури Йүжә қатарлиқ тәсири күчлүк нурғун оқуғучиларни йетиштүрүп чиққан. Бүгүнки күндә бу илим тармиқи Түркийә түркологийисидә асасий орунда турмақта. Түрк (түркий) тилиниң бир қанчә дәври вә саһәсини юрутуп бәргән бирмунчә әсәрлири билән бирликтә Түрк трансикрипсйон йезиқиниму Рәшид Рәһмәти Арат ижад қилған. Болупму Түрк тилиниң тарихий тәрәққиятиниң пасилини сизип бәргән әсири Түркологийә тәтқиқатлирида изчил тәтбиқланмақта. Рәшид Рәһмәти Арат түрк тилиниң омумий тарихий тәрәққиятини вә омумлашқан шивилирини дуня бойичә әң яхши билидиған алим. У қәдимки түркчиниң, жүмлидин уйғурчиниң әң бүйүк мутәхәссиси, Уйғур йезиқини оқуш вә йезишни дуня бойичә әң яхши билидиған түрколог. Һәқиқәтән, түркологийә униң үчүн мубарәк вә улуғ бир илим саһәсигә айланъған. У Явропалиқ Түркологларниң әң бүйүклириниң йүзигә тикилип туруп, «Түркологийә силәр үчүн бир кәсп вә түрмуш өткүзүшниң бир вастиси, лекин биз үчүн һәр нәрсидур» дәйтти вә уларниң бу саһәдики йәңгиллик билән қилған һөкүмлиригә әсла йол қоймайтти. Рәшид Рәһмәти Арат давраңсиз, әмма һәқиқий мәнидики йүксәк вәтәнпәрвәр киши иди. У, Түрк(түркий) миллитигә кишиләр асанлиқчә қилалмайдиған катта илмий әмгәклири билән хизмәт қилған. Явропа илим дунясиниң христианлиқ вә Түрк дүшмәнлики пурап турған тәрәплири билән әң кәскин күрәш қилған. «Ислам енсиклопедийиси»ни мушундақ бир сүзгүчтин өткүзүп, уни түрк тәпәккуриға уйғунлаштурған вә униңға бир түрк енсиклопедийиси роһини ата қилған киши Рәшид Рәһмәти Араттур. Демәк, түркчә «Ислам енсиклопедийиси»ниң мәйданъға келиши Рәшид Рәһмәти Аратқа таянъған. Арат Түркийә илим -- пениниң ғурури болған бу әсәргә роһи жәһәттикигә охшаш, шәкил жәһәттинму өлчәм вә мукәммәликни беғишлиған иди. У бу катта қамусқа өз имзаси билән бирмунчә маддиларни язғандин башқа йәнә сансизлиған әсәрләрни тәржимә қилип киргүзгән. Рәшид Рәһмәти Арат толиму күчлүк муһәббәт билән бағланъған бу әсәр униң тәтқиқат ишлирида әң муһим орун тутқан иди. Рәшид Рәһмәти Арат худди катта әсәрләрни оттуриға чиқириш үчүн яритилған адәмдәк чоңқур бир тәтқиқат иқтидариға игә иди. У қолға алға һәр қандақ бир мәсилә вә темида башқилар қайтидин бир нәрсә дейишкә орун қалмайтти. Түрк һоқуқ пәлсәписиниң әң бүйүк әсири болған «Қутадғу Билиг» дәл униң әжри билән дуняға өзини қайта тунутқинидәк, «Қәдимки Түрк Шеирлири», «Әтәбәтул һәқайиқ», «Бабурнамә», «Турпан текистлири» (6-вә7- томлири)ни йәнә у тәйярлап елан қилған иди. Шәрқтә Сахалиндин тартип ғәрбтә Истанбулға қәдәр болған жайларда яшайдиған барлиқ Түркләрниң күлтүр вә мәдәнийитини тәтқиқ қилиш вә уни дуняға тунутушни, бу арқилиқ Түрк бирликини яритишни мәқсәт қилған «Түрк күлтүрини тәтқиқ қилиш иниститути»ниң паалийәтлиригә қизғин иштияқ билән иштирак қилған рәшид рәһмәти арат бу иниститутни өзиниң идиалидики муәссисә сүпитидә қарап, униң тәрәққияти үчүн жан - дил билән ярдәм қилған. Бу институт қурулған күндин башлап униң идарә ишлири вә илмий жәмъийәтлиридә паал вәзипә өтигән вә илмий тәтқиқат ишлириға давамлиқ қатнашқан. Түркләрниң илми һаяти вә миллий шәрипи үчүн бүйүк әжир сиңдүргән Рәшид Рәһмити Арат 1964- йили аләмдин өткән. Униң маддий һаят дәрихи 64 йил яшап қуруғини билән мәниви һаят дәрихи болса Түрк дуняси ичидә мәңгү яширип туриду. Аратниң Идиқут уйғурлириниң күлтүр вә мәдәнийити һәққидә қисқичә мәлумат беришни мәқсәт қилған «Уйғурлар» намлиқ бу мақалиси 1933-1934- йилларда йезилған. Бу йәрдә шуни әскәртип қойимизки, 19- әсирниң ахирлиридин башлап турпандин тепилған қәдимки Уйғурларға мәнсуп түрлүк вәсиқиләр шу чағда техи толуқ рәтлинип вә системилиқ бир тәтқиқ қилидиған басқучқа кирмигәчкә, Арат бәзи мәсилиләр һәққидики пикирләрни кейинки тәтқиқатқа қалдурған. Һәқиқәтән, булардин бәзилири кейинки тәтқиқатлар нәтижисидә айдиңлашти. Шуңа, бу мақалини оқуғанда, униң йезилған вақтини нәзәрдин сақит қилмаслиқни үмит қилимиз. Йәнә шу бир мәсилини әскәртип қойимизки, бу мақалида тилға елинъған Түрк дегән нам бизниң мәтбуатлиримиздики Түркий милләтләрни көрситиду, биз апторниң пикрини әйнән ипадә қилиш мәқситидә буни әсли шәкли бойичә алдуқ, йәнә бәзи жуғрапийилик намларниму әсли шәкли бойичә елип тирнақ ичигә бизниң мәтбуатлиримиздики атилишини әскәрттуқ. Мақалиниң оқушчанлиқини вә оқурмәнләрниң билим сәвийисиниң һәр хил болушини нәзәргә елип мақалиниң бәзи қисмини вә ахиридики изаһатни қисқартивитишни лайиқ көрдуқ. -- Тәржимандин

**** **** **** ****

Кириш сөз Дуня хәритисигә нәзәр ташланъған һаман Түрк дөләтлириниң нә қәдәр муһим бир йәрни игилигәнлики дәрһал көзгә челиқиду. Бу кәң земин үстидә Түрк миллитиниң яратқан тарих вә күлтүр мәнқулатлири кейинки дәврләргә қәдәр ят әлләр тәрипидин бу милләтниң мәнпәәтлиригә қарши мәқсәтләр үчүн қоллинилди. Бүгүнки дуня хәритисиниң биз көриватқан мушу шәкилни елишида Түрк миллитиниң ойниған роли һазирға қәдәр йетәрлик дәрижидә тәтқиқ қилинъған әмәс. Ялғуз дуня хәритисиниң алған шәклидила әмәс, бәлки йәнә түрлүк милләтләрниң шәкиллинишидә вә тарихиниң яритилишидиму Түрк миллитиниң тәсири зор болған. Шәрқ билән ғәрбни, шимал билән жәнупни бир биригә бағлиған вә бу тәрәпләр оттурисида даимлиқ мунасивәт бәлвағлирини яратқан Түрк миллитиниң тарихий вәзиписиниң ялғуз маддий күлтүр саһәси биләнла чәклинип қалмиғанлиқи муһәққәқтур. Әпсус, йеқинқи тарихимизму һелиғичә толуқ дегидәк йорутилған әмәс. Түрк тарихини вә Түрк күлтүрини бу милләтниң пайдилиниши вә идиали(миллий идийиси- т) нуқтисидин өгиниш пикри кейинки вақитларға қәдәр мәвжуд әмәс иди. Мана шу сәвәблик, талай әсирләр давамида Түрк миллитиниң яратқан күлтүр әсәрлири һәмишә ят намлар астида илим вә мәдәнийәт саһәсигә чиқирилди, күлтүр тарихида даим башқиларниң һесабиға йезип қоюлди. Жуңго, Тибәт, Һиндистандики Түрк мәдәнийәт әсәрлиридин башлап кейинки вақитларға қәдәр Түрк күлтүри мәһсулатлириниң дуня тәрипидин қандақ шәкилдә тонулғанлиқини көздин кәчүрүш бу ғәйри тәбиий вәзийәтни чүшүнишкә купайә қилиду.

Қандақ әһвалда бир милләтниң өзлүк (миллий хаслиқ) туйғуси вә униң яратқан күлтүр әсәрлири ашу милләтниң һаятлиқ күришидә пайдиланъғили болмайдиған бир һалға келип қалиду? буниңға техи жавап берилгән әмәс. Ишинишимизчә, Түрк күлтүри саһәсидики илмий тәтқиқатлар Түрк ишлири нуқтиинәзиридин йүргүзүлгәндә вә бу арқилиқ еришилгән нәтижиләр миллий мәвжутлуқ мәсилиси билән бағланъған чағда, йәниму бир һәссә қиммәт вә әһмийәткә иришкән болиду. Түрк күлтүриниң тәтқиқ қилиниши үчүн лазим болған материяллар Түрк тарихиниң айрим–айрим дәврлиридин бизгә йитип кәлгән әсәрләрдә мәвжуттур. Аввал буларни тәтқиқ қилиш вә Түрк роһиниң ижадийәт қуввәтлирини вә хусусийәтлирини ениқлап чиқиш лазим. Түрк миллитиниң маддий вә мәнивий күлтүриниң заманимизға қәдәр йитип кәлгән әсәрлири шу қәдәр көп вә молки, тарихта мушундақ бир мирасқа игә милләтләр наһайити аз. Лекин, бу әсәрләрни муәййән бир пилан ичидә өз ишлиримиз үчүн тәтқиқ қилишимиз зөрүр. Һәр вақит ечивитилгән, кеңәйгән вә йүксәлгән бу күлтүрни тепишимиз Түрк миллитиниң шанлиқ өтмүши билән парлақ кәлгүсини бир биригә бағлашқа ярдәм бириду. Жумһурийәт Түркийисини яратқан Ататүрк әйни вақитта миллитигә өз мәнликиниму тикләп бәргән, тарих вә күлтүр саһәлиридики миллий мәсилиләрни тунжи қетим Түрк мәсилилири үстигә қурғаниди. Түрк миллий мәсилисигә Түрк миллитиниң һаятлиқ мәсилиси шәклини бәргән бүйүк қомандан(ататүрк- т)ниң әсирләрдин бери сәл қарилип кәлгән бу муһим саһәгә көрсәткән муһәббити вә тәврәнмәс мәнивий күчи бу саһәниң пат аридики тәрәққиятиниң парлақ болидиғанлиқиға йетәрлик бир дәлилдур. Чүнки, өз идиалиға иришкән вә дуня күлтүригә өз мәнликиниң тамғисини урған бир милләтниң, аңлиқ бир шәкилдә күрәш қилған вә өз идиалиға қарап аңлиқ һалда илгирилигән милләт икәнлиги сөбһисиздур. Уйғур Мәдәнийитигә Қисқичә Бир Нәзәр (Шәрқий Түркистанда елип берилған екиспедитсийә жәрянида тепилған материялларға көрә)

Әсирләр давамида йәр йүзиниң түрлүк мәдәнийәт районлирида әң муһим орунларни игилигән вә бу йәрләрниң күлтүр һаятиниң шәкиллинишидә вә сиясий тәрәққиятида интайин чоң рол ойниған Түрк миллитиниң жуғрапийә жәһәттә көпинчә бир биридин айрилип турған қисимлириниң тарихтики мусаписини издәп тепиш вә келичәктики тәқдирини көрүп йетиш унчивала асан иш әмәс. Узун дәврләрни вә кәң районларни өз ичигә алған мәнбәләрни бир йәргә топлаш вә уларни охшаш нуқтиинәзәр билән бир күлтүр һалитидә тәтқиқ қилиш иши, пәқәт мушу районларда елип берилидиған түрлүк издиниш -- қидиришларниң толуқлинишиға бағлиқ болмақта. Түрк қәвмлириниң түрлүк дәвр вә районларда қошна милләтләр билән болған мунасивәтлири бу милләтләрниң тарихида айрим бир епизод һалитидә хатириләнъгән. Буларни бир йәргә топлап, бир бири билән селиштуруш лазим, лекин буниңлиқ билән иш пүтмәйду. Бу шәкилдә еришкән нәтижиләрни Түрк миллитиниң қолида мәвжуд тарихий материяллар билән селиштуруп, һәммисини пәқәт бирла нуқтиинәзәр бойичә жиддий бир тасқаштин өткүзүш зөрүр. Пәқәт мушу шәкилдила Түрк тарихиниң түрлүк дәврлири һәққидә һәқиқий–тоғра бир нәтижигә иришиш мүмкин болиду. Түрк тарихи тәтқиқатлири үчүн шәрқтә Жуңго мәнбәлири хелила кәң вә мол материял һесаблиниду. Тарихида ят милләтләрни даим өзиниң көз қариши бойичә көзәткән Жуңго мәнбәлири илмий вә жиддий тәтқиқатлар үчүн асас болуштин хелила йирақ болсиму, булардин пайдилиниш имканийити һәр вақит мәвжудтур. Булар хиронологийилик(йилнамә шәклидә –т) жәһәттин рәтлинип, башқа йеқин илим тармақлириниң ярдими билән айдиңлаштурулиши керәк. Түрк тарихиға, болупму қәдимки дәврлиригә алақидар болған бу хил мәнбәләрниң һәрким пайдилиналайдиған бир шәкилдә нәшир қилиниши ялғуз тарих тәтқиқатчилири үчүнла әмәс, Түрк күлтүриниң башқа саһәлирини тәтқиқ қилидиғанлар үчүнму лазим вә зөрүрдур. Бу саһәдә бүгүнъгә қәдәр елип берилған тәжирибиләрдин бир нәрсини ениқ көрдуқки, Асияда бүгүн Түрк мәмликити сүпитидә көрүниватқан йәрләр қәдимки заманларда шәрққә, шималға вә жәнупқа қарап техиму чоң көләмдә созулған болуп, тарих қәйд қилған дәсләпки дәврләрдин етибарән һәр вақит Түркләрниң вәтини болуп кәлгән вә бу мәмликәтниң һәр бир нуқтиси Түрк миллитиниң тарихтики мусаписи вә тәрәққиятиға шаһид болған. Бир тәрәптин шималий Һиндистандин башлап бүгүнки Моңғолистан (Моңғолийә – т) ниң шималиға қәдәр созулған, йәнә бир тәрәптин шәрқтә бүгүнки ғәрбий жуңгоға қәдәр болған мәмликәтләрни өз ичигә алған барлиқ зиминлар Түрк қәвмлириниң дөләт тәшкилатлириға тәвә болған. Бу земинниң чеграға йеқин болған бәзи қисимлириниң пат – пат сиясий һөрийитидин айрилип қалидиған әһваллириму көрүлгән. Лекин, бу кәң районни бир ноқтиға уюштурған мәркәзий зимин һәр вақит Түрк мәмликити дегән сүпәт билән тонулуп кәлгән. Бу мәркәзниң ичидики сиясий һакимийәт заманниң иһтияжи йүзисидин түрлүк дәврләрдә түрлүк түркий қәвмлири арисида алмишип турған. Түрк қәвмлири һаятлиқ күришидә башқа милләтләр билән соқушқинидәк, өз ичидиму урушуп турған. Бу урушларда зәпәр қуши бүгүни бир Түрк қәвминиң, әтиси йәнә бир Түрк қәвминиң бешиға қонъған. Түрк вәтинидики сиясий мәркәзниң исми вә орниниң өзгириши һечқачан у йәрдики Түрк миллитиниң өзгиришигә сәвәп болмиған. Наһайити тәбиийки, бу сиясий өзгиришләр жәриянида бәзи Түрк қәвмлириниң бир йәрдин йәнә бир йәргә көчүшигә охшаш вәқәләрму көрүлгән. Болупму булар Түрк қәвмлири ичидә көчмәнлик тәшкилатини әң көп муһапизәт қилғанлар ичидин чиққан. Түрк долқунлири (көч һәрикәтлири – т) ниң қәрәлсиз һалда ғәрпкә қарап еқишиғиму бәлким бу хил вәқәләр сәвәп болған болса кирәк. Лекин, түрк тарихидики һәр қандақ бир өзгириштә йеңи тәркипләр мәйданъға кәлгән һаман, бу йеңилиқниң асаси даъим униңдин бурунқи асас үстигә қурулған иди. Болупму, бу вәзийәт Шәрқий Түркистан (Шинжаң – т) да мушундақ иди. Бу йәрдики Түрк долқуниму пат -- пат шәрққә, шималға, ғәрпкә вә жәнупқа қарап аққан. Лекин, бу долқунни ясиған түрк деңизи бу мәмликәтниң һечбир йеридә вә һечбир заман қуруп қалмиди. Бу түрк деңизи ичидә түрк ирқиға мәнсуп әмәслики тамамән яки қисмән мәлум болған вә кичик – кичик араллар һалитидә яшиған қәвмләрниң мәвжудийити пүтүнләй айрим бир мәсилидур. Бу қәвмләрниң бу йәргә келип, яшап вә ахири йоқилип кәткән, шуниңдәк түрк тарихиниң түрлүк вәзийәтлиридә ойниған ролиға яриша бирмунчә изларни қалдурған болсиму, асасән омумий вәзийәтни өзгәрткидәк бирәр амилға айланмиған.

**** **** ****

«Уйғур» сөзи башқа бир мунчә тәңдаш намларға охшаш, һәм бир түрк қәвминиң һәм бир Түрк сиясий тәшкилатиниң намидур. Уйғурлар пәқәт тарихниң муәййән бир дәвридә бу йәрләрдә яшиған Түрк гуруһлирини өз тәшкилати ичидә топлиған вә бу гуруһларни идарә қилған бир топтур. Биз Уйғур тәшкилати , Уйғур күлтүри вә башқа тәрәплиридин сөз ачқанда, һечқачан башқа Түрк қәвмлири билән мунасивити болмиған вә өз алдиға яшап, мәдәнийәт яратқан бир қәвмни көз алдимизға кәлтүрмәймиз. Әксичә Уйғур тәшкилати вә күлтүрини униңдин бурунқи тәшкилат вә күлтүр йолидики бир басқуч сүпитидә қобул қилимиз. Бу жәһәттин Уйғур мәдәнийитиниң һәрқандақ бир саһәсидики ипадиси үстидә ойланъғанда, униң өзидин бурунқи әсәрниң давами вә тәрәққияти икәнликини һәмдә өзидин кейинкилири үчүнму бир асас тәшкил қилғанлиқини нәзәрдә тутишимиз лазим. Бүгүн Уйғур мәдәнийити, Уйғур тили, Уйғур гүзәл сәнъити дегинимиздә, биз ялғуз Уйғур дегән исимда аталған бир Түрк қәвминила әмәс , бәлки йәнә Уйғур қәвми тәрипидин идарә қилинъған ашу дәврдики барлиқ Түрк топлириниму көз алдимизға кәлтүримиз. Бу дәврдә яритилған әсәрләрниму бир қәвмниң әсәрлири сүпитидә әмәс, бәлки Түрк миллити тәрипидин муәййән бир дәврдә , муәййән бир тәрәққият сәвийисигә кإтүрилгән бир байлиқ сүпитидә тонуймиз.

**** **** ****

Мәлум болғинидәк, Шәрқий Түркистанниң вәзийити, аһалиси вә у йәрниң күлтүри һәққидә тарихий мәлуматлар наһайити аз. Хәнзуларниң тарих китаблирини техичила илимниң һәр бир саһәси үчүн гуманланмай вә иккиләнмәй туруп пайдиланъғили болидиған бир һалға кәлтүргили болмиди. Бу мәмликәтниң тарихида даим өзгириш болуп туруши, хәнзуларниң ят милләтләргә унчивала әһмийәт берип кәтмәслики, хәнзу йезиқиниң башқа милләтләрниң исмини ениқлаш үчүн әплик болмаслиқи қатарлиқ сәвәбләр у дәврниң тарихи үчүн Жуңго мәнбәлиридин пайдилиниш имканийитини азайтиду. Түркистанниң тарихиға аит болған башқа мәлуматларму Түркистанлиқлар билән һәр қандақ бир мунасивәттә болған қошна яки ят милләтләрниң тасадипий йезип қойған хатерилиридин ибарәттур. Түркистанда яшиған милләтләрниң, болупму тарихий әһмийити жәһәттин алдинқи орунни игилигән Түркләрниң өзидин сақлинип қалған мәлуматлар йоқниң орнида иди. 19- Әсирниң ахирлириға кәлгәндә Шәрқий Түркистанда пәвқулъаддә муһим әсәрләр тепилди. Мәдәний дإләтләр оттурисида әсирләр бойи васитичилик ролини ойниған вә бу дөләтләр оттурисидики мәдәнийәт мунасивәтлиригә өзиниң ижадий күчи биләнму иштирак қилған бу мәмликәттики дәсләпки тәтқиқатлар нәтижисидә кәң көләмлик гүзәл сәнъәт әсәрлири билән язма әсәрләр оттуриға чиқирилди. Бу әсәрләр үстидики дәсләпки тәтқиқатлар нәтижисидә бу йәрдә инсанлар зади ойлап бақмиған бүйүк бир мәдәнийәтниң мәвжутлуқи намайән болди. Дуняда барлиққа кәлгән һәр қандақ бир байқаш бу қәдәр кәң упуқ ечип бақмиғинидәк, дуняниң һечқандақ бир йеридә бир дөләтниң тарихини көрситип бирәләйдиған бунчилик материялниң оттуриға чиққанлиқи көрүлгән әмәс. Бу йәрдә тепилған күлтүр әсәрлириниң әһмийити ялғуз Түркистан(бу йәрдә Шинжаң нәзәрдә тутулған-т) биләнла чәклинип қалмай, йәнә пүтүн йирақ шәрқ тарихи үчүнму йеңи йол ечип бәрди. Түркистанда тепилған бу әсәрләр бүйүк бир мәдәнийәтниң мәвжутлиқиға гуваһлиқ биридиған кичик мәшъәлләрдур. Буларниң топрақ астида юруқлиққа чиқишни күтүп ятқан чәксиз күлтүр әсәрлириниң азла бир қисмини тәшкил қилидиғанлиқини хатиридин чиқирип қоймаслиқ кирәк. Шәрқий Түркистанда башланъған, бирақ дуня уруши түпәйлидин тохтитип қоюшқа мәжбур қилинъған екиспедитсийини давамлаштуруш кирәк. Йеңи күлтүр әсәрлириниң оттуриға чиқирилиши вә оттуриға чиқирилғанлириниң тәтқиқ қилиниши түрк миллитиниң тарихидики бир дәврни өз материяли арқилиқ көрүшимизгә вә үгинишимизгә ярдәм бириду. Шәрқий Түркистанда елип берилған екиспедитсийә нәтижисидә тепилған материяллар илим дунясиниң һәр бир тармиқиға алақидар болуштәк маһийәткә игә иди. Бу йәрдә көпүнчиси бурханчилар (буддистлар)ға аъит болған түрлүк динларниң ибадәтханилири тепилди. Бу ибадәтханиларниң мимарчилиқ шәкиллридә қошнилириниң тәсири көрүлүш билән биргә, түркистанъға хас хусусийәтләрму бар. Бу ибадәтханиларниң вә раһипларниң хас һожрилириниң тамлирида көрүлгән, көпинчиси диний рәсимләрдин ибарәт болған, нәқиш вә башқа йүксәк сәнъәт әсәрлириниң толуқ тәтқиқ қилиниши үчүн хели узун вақит китиду. Оттура асия сәнъити мәзмун вә шәкил жәһәттин һиндистанниң тәсиригә әң көп учриған, болупму шималий һиндистанда тәрәққий қилған гандхара сәнъити шәрқий түркистанниң дәсләпки дәврлиридә муһим бир орун игилигән. Түркистан пүтүн шәрқий асия сәнъити үчүн бир вастичи болған. Лекин, бу саһәдә техи бирмунчә сәпләр толуқ айдиңлаштурулмиди вә ахириқи йәкүнму сөзләнмиди. Шәрқий Түркистанда тепилған бу гүзәл сәнъәт әсәрлириниң қиммитини бикитиш үчүн хели тәтқиқатлар елип берилди. Болупму айрим – айрим хусусийәтләрни бир бири билән селиштуруп, бу йәрдики сәнъәтниң тәрәққият йолини вә дәврлирини ениқлаш тәжирибиси елип берилди. Сәнъәт вә күлтүр пүткүл дуняниң ортақ мели. Шуниң үчүн бир йәрдә техиму йүксәк тәрәққият дәрижисигә иришкән бир дәврниң йәнә биригә бәлгилик тәсир кإрситиши бәкму тәбиъидур. Лекин, һәр бир ирқ вә һәр бир милләт бу ижадийәт ишигә бир мәвжутлуқ яки байлиқ сүпитидә иштирак қилған. Бу тәрәққиятта түрк ирқи вә түрк миллитиниңму бир орни барлиқи вә униңму бир тарихий бурчни утуқлуқ орундиғанлиқи шөбһисиздур. Тарихимиздин қалған һәр бир вәсиқә түрк миллитиниң зиммисигә йүкләнъгән тарихий вәзипигә зор дәрижидә жиддий муамилә қилиш арқилиқ утуққа еришкәнлигини көрсәтмәктә. Лекин, шу яки бу саһәдә түрк миллитиниң иштирак қилиши билән вужудқа кәлгән әсәрләрдә бизниң һәссимиз қанчилик? биз бу яки шу әсәрниң әсәр һалитигә килиши үчүн өз алаһидилигимиздин вә өз мәнликимиздин нимиләрни бәрдуқ? буни ениқлаш дегәнлик дуня илим–пинигә йеңи бир шәкил бириш бириш, дегәнликтур. Буни ениқлаш дегәнлик өз тарихимизниң вә өз мәвжутлуқимизниң техиму учуқ кإөрүниши үчүн материял тәйярлаш дегәнликтур.

**** **** ****

 
SayahetchiДата: Воскресенье, 2009-01-04, 6:54 PM | Сообщение # 2
Admin
Группа: Администраторы
Сообщений: 115
Статус: Offline
Давами...

Тарихтин қалған әсәрләрниң әң муһими шөбһисизки язма әсәрләрдур. Бу әсәрләрдә һәр бир милләтниң роһиниң вә күлтүриниң йүксәклики намайән болиду. У әсәрләрдә худди милләтниң өзи сөзләвәтқандәк туюлиду, униң һаяти, туйғуси, өтмүши вә кәлгүсигә болған қариши ашу әсәрләрдә учрайду. У, бир милләтниң нәччә миң йиллиқ тарихий дәврлирини вә басқучлирини бир биригә бағлап, милләтни заман вә макан пәрқлириниң сиртида бир пүтүн һаләткә кәлтүриду. Бу жәһәттиму шәрқий түркистанда тепилған әсәрләрниң әһмийити наһайити зор. Бу йәрдә тепилған әсәрләр ашу дәврләрдә мәлум болған пүткүл китап шәкиллирини өз ичигә алиду. Һиндистанда қоллинилған япрақ китап шәкли, шәрқниң томар шәкли, муқавиланъған яки айрим – айрим сәһипиләр һалитидә пәқәт оттурисидин бағланъған әсәрләрниң һәр хили бар. Йезиқ материяллири сүпитидә қоллинилғанлардин яғач, қейин дәрихиниң қовзиқи, палма яприқи, терә, йипәк рәхт вә қәғәз қатарлиқларниң түрлүк шәкиллири тепилди. Шәрқий түркистандин тепилған тил вә йезиқларниң сани наһайити көп. Түрк дунясиниң бу қисминиң тонулиши үчүн унтулмас тиришчанлиқларни көрсәткән а. В. Лекокниң мәлуматиға көрә , бу йәрдә түрлүк дәврләрдин бүгүнгә қәдәр 24 хил йезиқ вә 17 хил тил сақлинип кәлгән. Буларниң ичидә һазир қоллинилмайдиған йезиқлар болғинидәк, ашу вақитқа қәдәр мәвжудлуқидин хәвиримизму болмиған тил вә шивиләрму бар иди. Бу әсәрләрни йезиш үчүн қоллинилған қәғәзләрниң әң қәдимкиси 2- әсиргә йитип бариду. Бу, дуняда тепилған қәғәзниң әң қәдимкиси болуп, инсанийәт тарихи үчүн әң чоң кәшпият һесапланъған сәйлунниң кәшпиятидин йигирмә – оттуз йил кейинки тарихқа мәнсуп иди. Уйғурларму маарипқа болған еһтияжға техиму тез вә техиму асан жаваб бериш үчүн, яғач қелип арқилиқ китаб бесиштиму наһайити тәрәққий қилған. Болупму Уйғурчә текистләрниң бесилиши үчүн қоллинилған бу усул өзиниң әң йүксәк тәрәққият сәвийисигә еришкән. Мәтбәәчилик техникисиниң дәсләпки дәврини ачқан бу усул йирақ шәрқтә һелиғичә қоллинилмақта. Яғачтин айрим – айрим ясалған уйғур һәрплири билән китаб бесишму Уйғурлар тәрипидин тәжирибә қилинъған. Дунхуаңдин тепилған яғачтин ясалған Уйғурчә мәтбәә һәрплири буни көрситип бириду. Қидирип тәкшүрүшләр асасән ибадәтханилар вә раһипларниң һожрилири әтрапида елип берилғанлиқи үчүн, тепилған әсәрләр көпүнчә диний һөжжәтләрдин ибарәт иди. Болупму маний дининиң маһийитини ениқлаш үчүн шәрқий түркистандин тепилған әсәрләр вә буларниң ичидики түркчә қисимлар наһайити муһимдур. Ғәрптә пүтүнләй йоқалған бу динниң һәқиқий әсәрлири һазирға қәдәр пәқәт мушу йәрдин тепилған текистләрдин ибарәттур. Кейинки вақитларда мисирдин тепилған мани кутупханисида қандақ әсәрләрниң барлиқини техичә яхши билмәймиз.

**** **** ****

Уйғур ели юқирида көрүлгинидәк, 13- әсирниң башлирида бүйүк Моңғул империйисиниң бир бөликигә тәвә болди вә кейин сиясий мустәқиллиқини қоғдап қалалиғудәк вәзийәткә қайта еришәлмиди. Шундақ болсиму Уйғур мәдәнийити техиму узун мәзгил давам қилди. Моңғол дөлитиниң идарә тәшкилатини қурған вә бу дөләтниң күлтүр саһәлиридә униңға йол көрсәткәнләрниң зор көп қисми йәнә уйғулар иди. Моңғуллар вә уларниң қериндашлири болған манжуларниң бүгүнъгә қәдәр қисмән өзгәртишләр арқилиқ асасән ашу уйғур йезиқини қоллинип келиватқанлиқиму буниң бир дәлили һесаплиниду. 13-, 14- Әсирләрдики шәрқий түркистанниң мәдәний һаятида чоң бир өзгириш дәври бар. Оттура асиядин кәлгән йеңи бир күлтүр жәрияни түнжи болуп ислам сулалиси қурулған қәшқәр арқилиқ шәрқий түүркистанъға киришкә башлиди. Бу йәрдә әсирләрдин бери биргә давамлишип кәлгән бурқан (будда-т) , мани вә христиъан динлири итиқадтин қелип, буларниң орнини ислам дини вә ислам мәдәнийити игилиди. Бу өзгиришниң аста – аста, әмма бәзидә қанлиқ шәкил билән барлиққа кәлгәнлики мәлум. Исламийәтниң нупузи билән әрәп йезиқиму кирип кәлди. Буниң билән диний саһәдә бурқанчилиқниң мелидәк көрүнъгән уйғур йезиқиниң илгирики орни тәврәнъгән болсиму, ижтимаъий һаяттики орни пүтүнләй йоқилип кәтмиди. Бу йезиқ узун мәзгил исламийәтни техичила қобул қилмиған бир қисим аһалә ичидә орнини муһапизәт қилип кәлгинидәк (мәсилән, бурқанчиларниң диний тәлиматини өз ичигә алған мәшһур әсәр «алтун яруқ »ниң ленинъград нусхиси 1687 – йили мушу йезиқта көчүрүлгән), моңғул империйисиниң вариси болған түрк ханлиқлиридиму узун мәзгил миллий вә рәсмий йезиқ сүпитидә қоллинилип кәлди. Бу ханлиқлардики ярлиқлар пүтүнләй бу йезиқ билән йезилди. Түркчигә тәржимә қилинъған парсчә әсәрләрниңму уйғур йезиқи билән йезилиши бу миллий әнъәниниң нә қәдәр күчлүк икәнликини көрситип биришкә купайә қилиду. Исламий дәвргә аъит болған вә тил итибари билән уйғурчә йезилған «қутадғу билиг»ниңму уйғур йезиқи билән йезилиши яки кейин көчүрүлгән болуши әйни шәкилдә шәрһийлиниду. «Қутадғу билиг» билән башланъған мусулман уйғур әдәбияти өзиниң жуғрапивий вариси болған вә «чағатай әдәбияти » дегән исим тонулған бир әдәбий дәвргә қәдәр давамлишип кәлди. Исламийәткә аъит уйғурчә әсәрләр аз учрайду. Исламийәтниң кеңийиши үчүн қоллинилған усул бәлким шәрқий түркистан муһитида ят диндики аталғуларни ишлитишни лазим тапмиғандур. Һәр һалда қолимизда исламийәтниң бурқанчилиқ билән қарму қарши һаләткә кәлгәнликини көрситип биридиған бирму әсәр йоқ десәк хата қилған болмаймиз. Бу һаләт бурқанчилиқ үчүнму әйнидур.

**** **** ****

Пүтүн шәрқ мәмликитиниң тарихи, тили вә мәдәнийити үчүн әң чоң мәнбә тәшкил қилған шәрқий түркистан кәшпияти(тепилмилири – т) бизниң тарихимиз, тилимиз вә мәдәнийитимиз үчүн нимиләрни бәрди вә нимиләрни бириду? түрк нами билән аталған бу мәмликәтниң қойнида һәммидин бәкрәк түрк дуняси үчүн материял сақланъған. Бу мәмликәт өзиниң игиси болған түрк миллитиниң тарихи үчүн техиму йеңи бир мунчә әсәрләрни оттуриға чиқирип, түркшунаслиқта йепйеңи бир дәвни ачти. 19 - Әсирниң ахирилирида шималий моңғулистандин тепилған көктүрк абидилириниң оқулиши түрк миллитиниң тарихи вә күлтүри һәққидә еқип йүргән асасиз қарашларни мәдәнийәт дунясиниң каллисидин чиқирип ташлиди. Шәрқий түркистанда тепилған уйғур әсәрлири түрк мәдәний һаятиниң упуқлирини чәксиз кеңәйтиш билән бирликтә, түркишунаслиқниң айрим – айрим саһәлирини бүгүнъгә қәдәр тәсәввур қилинмиған йеңи материяллар билән тәминлиди. "Уйғур" дейилидиған бир түрк қәвминиң яшиғанлиқи, уларниң «уйғур йезиқи» дегән нам билән мәшһур болған бир йезиқ усулини қолланъғанлиқи вә бу йезиқ билән әсәр язғанлиқи һәққидә хәвәр бар болсиму, лекин булар һәққидә ениқ мәлумат йоқ иди. 1069 – Йили қәшқәрдә йезилған, әпсус бүгүнъгә қәдәр һәр киши пайдилиналайдиған бир һаләткә кәлтүрүлмигән «қутадғу билиг» әң қәдимки түркчә әсәр, дәп қарилип кәлгән иди. Кейинки вақитлардики әһвалларға селиштурғанда наһайити аз миқтарда болсиму әрәпчә вә парсчә сإзләрни қолланъған вә мәзмун жәһәттин ислам мәдәнийити даъирисигә киргән бу әсәр уйғур әдәбияти , болупму исламийәттин бурунқи түрк әдәбияти һәққидә мәлуматқа иришишимизгә ярдәм бәрмигән иди. Шәрқий түркистандин тепилған уйғур әсәрлири бизгә түрк күлтүр һаятиниң бир қанчә әсир бурунқи һалитини тонутти.

**** **** ****

Күлтүр пүтүн дуняниң ортақ мелидур. Бәлгилик бир жуғрапиийилик бирлик ичидә яшиған милләтләрниң әсәрлиридә, әйни шараъит ичидә вужудқа кәлгән яки бир бири билән болған мунасивәтлири түпәйлидин биридин йәнә биригә өткән әйни шәкилләрни учриталаймиз. Болупму бу әһвал милләтләрниң һаятида айрим орун игилигән йезиқ усулида вә әдәбиятида көрүлмәктә. Бүгүн мәлум болған барлиқ йезиқлар вә әдәбият түрлири бу хил йүзму йүз учришишниң тәсиридә барлиққа кәлгән. Өзиниң жуғрапийилик орни вә тарихий роли билән милләтләр арисида алаһидә бир орун игилигән түрк топлиридиму бу һаләт йүз бәргән. Уйғур әдәбияти бизгә бир қанчә хил йезиқ арқилиқ мирас қалған. Бу йезиқлардин бирисидин башқилириниң түркләргә қошна болған милләтләрниң васитиси билән мәйданъға кәлгәнликини вә түркчиниң хусусийәтлиригә көрә анчә – мунчә өзгәртилгәнликини анчә қейналмайла ениқлиялаймиз. 1- Тарихта тунжи болуп түрк намини бүгүнки түрк тилида хатирилигән көктүрк йезиқиниң башқа бир йезиқ асасида яритилғанлиқи һәққидики бир мунчә нәзәрийиләрниң һечқайсиси испатланмиди. Көктүрк йезиқиниң наһайити қәдимки дәврләрдин бери түрк йезиқи сүпитидә қоллинип килинъгәнликидә шөбһә йоқ. Мәнбәси һәққидики қарши пикир испатланъғанъға қәдәр, бу йезиқниң түрк миллитигә аъит икәнликини баян қилиш үчүн илмий бир тосқунлуқ йоқтур. Кейинки тәтқиқатлар буниң түрк миллитиниң өз мүлки икәнлигини кإрсәтмәктә. Орхун абидилиридә вә униңдинму бурунқи дәвргә аъит болуши кирәк болған йенисәй абидилиридә наһайити зор маһарәт билән қоллинилған вә түрк миллитиниң бу дәврләрдә нә қәдәр йүксәк бир күлтүргә игә икәнлигини көрситип биридиған бу йезиқ түрк тили үчүн әң әплик шәкилдә ишләнъгән. Бу мукәммәлликниң әсирләрниң мәһсули икәнликини тәсәввур қилсақ, бу йезиқниң қоллинилишқа башлиған дәвриниң тарихини хели көп әсир алдиға сүрүшкә тоғра килиду.

Шәрқшунасларниң бир қисми бу йезиқниң пәқәт таш үстигә йезиш үчүн қоллинилғанлиқини тәхмин қилишқаниди. Турпан кәшпиятидин кейин буниң турмуштиму қоллинилғанлиқи вә башқа йезиқларға охшаш истимал қилинъғанлиқи мәлум болди. Чүнки, шәрқий түркистандин тепилған вә бу йезиқ билән йезилған әсәрләр қәғәз үстигә йезилғаниди. Шәрқий түркистандин тепилған вә түрк күлтүриниң шаһити болған әсәрләр ичидә бир кичик қәғәз парчиси бар. Кичикликигә қаримай, зор бир мәнани ипадә қилидиған бу қәғәз парчиси турпан әтрапида сақланъған вә қурулған вақти 6-, 7 - әсирләргә аит болуш еһтимали болған бир бинадин тепилған. Бу қәғәзниң бир тәрипидә үч қурлуқ бир текист бар. Бу қурларниң үсти тәрипидә орхун абидилиридин бираз пәрқлиқ һалда, көктүрк йезиқиниң 16 һәрпи йезилған. Асти тәрипидә мани йезиқи билән буниң оқулуш усули кإрситилгән. В. Томсенниң әқли орхун абидилириниң сирини йишишниң ачқучини тапмиған болса , у чағда бу түрк күлтүр абидилириниң сири мушу шәкил билән ечилған болатти. Түрк күлтүриниң тәрәққиятида миллий мәвжутлуқниң қандақ тәврәнмәс бир бағ билән бағланъғанлиқини көрситиш үчүн , бу үч қурлуқ қолязма парчисидин техиму чоң дәлил издәшниң лазими йоқ.

2 - Уйғурчә һөжжәтләрдә әң көп қоллинилған йезиқ соғди йезиқи асасида яритилған уйғур йезиқидур. Уйғур йезиқи уйғурлар арисида бурқанчиларниң рәсмий йезиқидәк чүшәнчә пәйда қилған. Қоллинилған саһәлириниң кәңлики сәвәбидин кейинчә христиъанлар вә маничиларниң дини әсәрлириму бу йезиқ билән йезилишқа башлиған. Шәрқий түркистандики екиспедитсийә давамида қолимизға чүшкән вә мәзмун жәһәттин диний характери болмиған әсәрләрниң һәммиси пүтүнләй мушу йезиқ билән йезилған. Уйғур йезиқи билән йезилған әсәрләр сәнъәт ноқтисидин бир қанчә дәвргә айрилиду. Әң қәдимки дәвргә аъит болған парчилар һәр вақит гүзәл йезилған вә имласиму тоғра иди.

Түрк тилиниң, болупму уйғур дәвриниң тәтқиқ қилиниши үчүн наһайити муһим бир мәнбә тәшкил қилған вә 1066 - йили (һижрийә466- йили) өпчөрисидә йезилған мәһмуд қәшқәриниң «диванү луғәтит түрк» намлиқ әсиридә, уйғур йезиқи омумий түрк йезиқи сүпитидә қәйт қилинъған вә бу йезиқниң бир өрникиму бирилгән. Қәшқәриниң бу хатириси бир жәһәттин уйғур йезиқиниң, болупму бу әсәр йезилған йилларда түрк топлири ичидә һөкүмран йезиқ икәнлигини көрсәтсиму, йәнә бир жәһәттин қәшқириниң ашу дәврдики күлтүр вәзийитиниң омумий көрүнишини көрәлмигәнлики билән мунасивәтлик иди. Қәшқәри ашу дәврниң пәқәт сөзлиниватқан түрк шивилиригә әһмийәт бирип, түрк тили вә күлтүриниң униңдин бурунқи дәврлири яки түркләрниң исламийәтниң сиртидики әдәбияти билән учрашмиғанлиқи үчүн, исламийәт сиртидики миллий байлиқимизни тилға елишни лазим көрмигән болса кирәк. Һәрһалда қәшқириниң көктүрк вә мани йезиқлириниң болғанлиқидин хәвәр бәрмәслики диққәтни тартиду. 3- Уйғур йезиқиниң мәнбәси болған соғди йезиқи билән йезилған әсәрләр түркчә әсәрләргә нисбәтән аз учрайду вә мәвжут һөжжәтләрму техичә нәшир қилинмиди. 4 - Мани әдәбиятиниң бир қисми мани йезиқи билән йезилған. Маничилар қолланъған бу йезиқ улар билән бирликтә ғәрптин кәлгән. Маничиларниң гүзәл сәнъәттә йүксәк маһарәт көрсәткәнлики мәлум. Шу вәжидин, мәйли мани йезиқи билән болсун, яки уйғур йезиқи билән болсун, мани динигә аъит уйғурчә йезилған әсәрләр сәнъәт ноқтисидин әң гүзәл әсәрләр қатаридин орун алған. 5- Сүрийә йезиқи билән түркчә йезилған әсәрләр нисбәтән аз. Булар көпүнчә христиъан динигә аъит һإжжәтләр болуп, диний маһийити болмиған әсәрләр азла бир қисимни тәшкил қилиду. 6- Браһми йезиқи билән йезилған түркчә әсәрләр техи нәшир қилинмиди. Қолимиздики бу хил һөжжәтләрниң бир қисми «сансикритчә – уйғурчә луғәт»тин ибарәт, бирқисми болса тибабәткә аъиттур. Браһми вә сүрийә йезиқлирида тибабәткә аъит һإжжәтләрниң болуши еһтимал бу йезиқларниң уйғурлар арисида хели кәң бир түркүм кишиләр ичидә қоллинилғанлиқидин болса кирәк.

**** **** ****

Шәрқий түркистандин тепилған вә уйғур түркчиси дәвригә аъит болған әсәрләр кәң уйғур әдәбиятиниң пәқәт кичиккинә бир қисмини тәшкил қилиду. Чүнки дуня урушиға қәдәр елип берилған тәкшүрүшләр наһайити әһмийәтлик болсиму, бу мәмликәтниң баштин өткүзгән барлиқ дәврлири вә бу дәврләрниң пүткүл сәплирини өз ичигә алғудәк дәрижидә әмәс иди. Бүгүнъгә қәдәр қолға кәлтүрүлгән нәтижиләр, бу саһәдә техи елип берилидиған вә елип берилиши зөрүр болған тәтқиқатлар һәққидә яхши бир пикир бәрди. Бүгүн бир мунчә муһим мәсилиләрниң йоритилиши кәлгүсидә бу йолда қилидиған ишлиримизға бағлиқ болмақта. Шуниң үчүн бизниң бу йәрдә уйғур дәвриниң әдәбий тәрәққияти һәққидә сөзләйдиғанлиримиз бу әдәбиятниң тамамини өз ичигә елиштин йирақ болуп, мәвжут материялларму пәқәт нәшир қилинъған қисим әсәрләр биләнла чәклиниду. 1- Қолимиздики уйғурчә һөжжәтләрниң көп қисми диний әсәрләрдур. Чүнки, бу әсәрләр бурқан яки башқа динларға аъит ибадәтханилардин тепилған. Уйғур шәһәрлириниң дунявий мәсилиләр биләнму мәшғул болидиған органлириниң барлиқи ениқ. Харабиләрдә пиланлиқ түрдики тәкшүрүш давамлаштурулса буниңму оттуриға чиқиши шөбһисиздур. Диний һөжжәтләр ичидә, болупму буларниң көпүнчисини тәшкил қилған бурқан һәққидики әсәрләр арисида, әң иптидаъий диний чүшәнчиләрдин тартип әң йүксәк пәлсәпивий тәһлилләргә қәдәр түрлүк әсәрләр мәвжут. У дәврләрдә илимниң бирмунчә тармақлириниң дин чәмбирики ичидә тәтқиқ қилинъғанлиқини көз алдимизға кәлтүридиған болсақ, бу әсәрләрдин чиқирилидиған нәтижилиримизниң мол вә кәңликини чүшинип йәткили болиду. «Алтун яруқ» вә «маъитири симит» қатарлиқ йүксәк әсәрләр ичидә бизниң тәсәввуримиздинму көпрәк диний вә пәлсәпивий аталғулар бар. Бу хил әсәрләр яки хас яки қошна милләтләрниң тилидин тәржимә қилинъған. Лекин, түрк тили буларниң һәммисидә өзиниң мәвжутлуқини вә хусусийәтлирини қоғдиған. Әң қийин болған һиндичә вә хәнзучә диний аталғуларму уйғурчиға тәржимә қилинъған. 2- Тепилған һөжжәтләр арисида әдәбий әсәрләр анчә – мунчә учрайду. Мәвжут әдәбий парчиларниңму көпчилики диний маһийәттә иди. Лекин, гүзәл түрк шеъирийәт сәнъитини көрситип биридиған парчиларму йоқ әмәс. Кейинки йилларда бу дәврдин қалған түркчә нәзмиләрни өзъичигә алған мәжмуъәләрму тепилди. Булардин икки миң мисраға йеқин бир қисми «қәдимки түрк шеъири» дегән нам билән түрк тарих қуруми тәрипидин нәшир қилинди. Бүгүн уйғурчә һөжжәтләр сақлиниватқан кутупхана вә мозейларниң зһорналлирида уйғур әдәбиятиниң бу қисмиға мәнсуп материялларниң барлиқи шөбһисиздур. Уйғурчә әсәрләр пиланлиқ һалда тәтқиқ қилинип нәшир қилинмиғанлиқи үчүн, буларға техичә нөвәт кәлмиди дәймиз. 3- Қошнилириниң тәсири билән болсиму, уйғурларда тебабәтчилик хелила тәрәққий қилған иди. Дәврләрниң тәжирибиси арқилиқ ениқланъған дора тәркиплиридики хам маддилар түрк вәтинидә өсидиған вә түркчә исим билән атилидиған өсүмлүкләр иди. Бу хусуста бир пикир билдүрүшкә яриғудәк һөжжәтләрниң бир қисми нәшир қилинди. 4- Уйғурлар астеронумийә илмидинму хәвәрсиз әмәс иди. Қолимиздики һөжжәтләрдин юлтузларниң һәрикитиниң ениқланъғанлиқи мәлум болмақта. Сәйяриләрниң һәрикитини ениқлиған бир уйғур һөжжити берлин рәсәтханиси тәрипидин тәтқиқ қилинъған вә униңдики мәлуматниң тоғра икәнлиги испатланъған. Әпсус, қолимиздики вәсиқиләр бу хусуста көпрәк мәлумат бәргидәк маһийәттә әмәс. Бу хил парчиларға асаслинип уйғурларда рәсәтханиға охшайдиған бир органниң болған яки болмиғанлиқи һәққидә бир нәрсә дейәлмәймиз. Бу хусуста кәскин бир һөкүм чиқириш үчүн кәлгүсидики тәтқиқатларни күтүш лазим. 5- Уйғур калиндари мәсилисиму техичә һәл болмиған, әмма наһайити муһим болған мәсилиләрниң биридур. Әң муһими шәрқий түркистан кейинки дәврләрдә қошнилириниң тәсири астида қалди. Шуниң үчүн һөкүмәт тәшкилати билән алақидар болған калиндар мәсилисидиму уларниң тәсиригә учриған болиши еһтималға йеқин. Лекин, бу қошна милләтләр билән болған мунасивәтни тәтқиқ қилидиған илим системилири уйғур калиндариниң биваситә һалда һиндилар, тибәтләр яки хәнзулардин кәлмигәнликини баян қилмақта. Техиму қәдимки дәврләрдин қалған вәсиқиләр қолимизға чүшмигичә, биз бу хусуста қәтъий қилип бир нәрсә дейәлмәймиз. Лекин, бүгүнъгә қәдәр түркләрниң бу саһәдики өзигә хас усуллирини башқилардин үгәнъгәнликини көрситип биридиған һәр қандақ бир вәсиқә һечкимниң қолиға чүшкини йоқ. 6- Астрологийә (палчилиқ – т) әң қәдимки дәврләрдин бери һәр бир милләт мәшғул болуп кәлгән бир саһә болғанлиқи үчүн, уйғурлардиму бу хил әдәбиятни учритимиз. Уйғурлар бу саһәдә хелила күч чиқирип бир мунчә әсәрләрни яратқан. Болупму палнамә шәрқий түркистандики түрлүк йезиқларда йезилған түркчә һөжжәтләрниң һәммисидә мәвжут. 7- Уйғурларда ижтимаъий һаятниң қандақ шәкилдә давамлашқанлиқи һәққидә техичила ениқ бир пикиргә иришәлмидуқ. Лекин, қолимиздики сода вә муъамилә һөжжәтлириниң йеқиндин тәтқиқ қилиниши билән, бу саһәниңму айдиңлаштурилидиғанлиқи шөбһисиздур. Буларниң тәтқиқ қилиниши ялғуз уйғурларниң ижтимаъий турмуш шәклини ениқлаш үчүнла әмәс, бәлки йәнә униңдин бурунқи вә униңдин кейинки дәврләр һәққидиму бир чүшәнчигә иришишимизгә пайдилиқтур. 8 - Тарих вә саяһәткә аъит әсәрләргә техи иришәлмидуқ. Уйғурчә әсәрләр тепилған мәһәлиләр асасән диний мәзъһәпләргә аъит болғанлиқтин ашу дәврниң тарихий әһмийәткә игә болған әсәрлириму мушу динларға алақидар қолязмилардин ибарәт. Бу йәрдә алаһидә тилға елишқа әрзийдиған бир әсәр бар. Жуңгодин һиндистанъға саяһәткә барған вә бу дәврниң наһайити муһим бир шаһити болған хәнзу сәйяһи шүәнзаңниң хәнзучә йезилған бир саяһәтнамиси бар. Бу саяһәтнамә шу вақитларда уйғурлар тәрипидин өз тилиға тәржимә қилинъған. Буниңдин үч йил илгири(1930 – йили) бу әсәрниң бир қисми шәрқий түркистандин тепилған. Фариз миллий кутупханиси тәрипидин сетивелинъған бу әсәрниң бир қисми бүгүн бейжиң кутупханисида сақланмақта. Кәмтүк болғиниға қаримай, муһим әһмийити болған бу әсәрниң уйғурчә тәржимиси әслигә нисбәтән техиму ениқтур. Жуңго йезиқи ят милләтләрниң сөзлирини йезишқа мас кәлмигәнликтин шүәнзаңниң саяһәтнамисидики қабилә, мәмликәт вә шәһәр намлириниң бир қисми бүгүнъгә қәдәр ениқланмиди. Бу әсәрниң уйғурчә тәржимиси арқилиқ бу кәмчиликләр бираз болсиму толдурилиду.

**** **** ****

Юқиридики шәрһийдин мәлум болғинидәк, уйғур әдәбияти түр жәһәттин наһайити бай иди. Бир милләтниң күлтүр һаяти билән мунасивәтлик болған барлиқ саһәлиридә бу хусуста бизгә мәлумат бирәләйдиған әсәрләр бар. Әсәрләрниң көплүки вә четилидиған саһәлириниң кәңлики тәбиъий һалда уйғур тилиниң қоллинилиш иқтидарини көрситип биридиған мисалларниму көпәйтмәктә. Уйғур әдәбияти күндилик һаят билән алақиси аздәк көрүнидиған тәржимә әсәрләрдиму кейинки дәврләрниң ят күлтүргә бағлиниши билән селиштурғили болмайдиған дәрижидә йүксәктур. Бу әсәрләрдин пайдилиниш үчүн, аввал буларни нәшир қилип, зөрүр болған материяллар бу саһәдә тәтқиқат билән шуғуллинидиғанларға йәткүзүлиши кирәк. Буниңда тунжи вәзипә тилшунаслар үстигә чүшиду. Түрк тили тәтқиқати жәмъийити мәйданъға кәлгәнъгә қәдәр бу саһәни тәтқиқ қилидиған бир тәшкилатимиз болмиғанлиқтин бу әсәрләрниң нәшри қилиниши пәқәт айрим кишиләрниң сәхсий әмгәклири билән рояпқа чиқти. Шу сәвәплик, мәвжут уйғурчә әсәрләрниң пәқәт азла бир қисми нәшир қилинди.

Уйғурчә әсәрләрни нәшир қилишта аввал текист тоғра оқулиши вә мәзмуни яхши чүшүнилиши кирәк. Чүнки бүгүнъгә қәдәр давамлаштурулған тәтқиқатниң асасий ноқтиси сөзлүкләр вә уларниң ипадә қилған мәнисини ениқлашқила мәркәзлишип қалди. Уйғур йезиқиниң түрк тили тавушлирини ипадә қилиш үчүн йитәрсиз икәнлики вә тилниң әң муһим болған сада -- аваз хусусийәтлирини ениқ көрситәлмигәнлики, болупму кейинки дәврләрдә имласиниң қалаймиқанлишип кәткәнлиги мәлум. Бүгүнки түрк шивилири һәққидики селиштурма тәтқиқатниң ярдими билән һазир уйғурчиниң тоғра оқулиши қисмән капаләткә иришти. Бу қәдәр қәдимий бир дәвр вә кәң бир саһәдә бу қәдәр көп миқтардики мәвжут әдәбий материялларниң тилимиз үчүн зор бир мәнбә тәшкил қилиши шөбһисиздур.

**** **** ****

Уйғур түркчиси түрк тилиниң тәрәққиятидики бир бурулуш ноқтиси һесаплиниду. Чүнки, уйғур түркчиси , йәни уйғур дәвригә аъит түркчә чуваш вә яқут ләһчилиридин башқа , бүгүнки барлиқ түрк шивилири үчүн бир ана тил маһийитидә иди. Бүгүнки шивиләр түрк тилиниң тәрәққият қанунийити жәһәттин уйғур дәври түркчисидин айрилип чиққан. Бүгүн айрим – айрим шивиләрниң хусусийәтлиридәк көрүнидиған тәрәпләр уйғур түркчиси дәвридә бир тил ичидә вә шу тилниң толуқ һоқуқлуқ елементлири һалитидә мәвжут иди. Бүгүнки шивиләр ичидә уйғурчә билән изаһлинишини қобул қилишқа болмайдиғандәк көринидиған бәзи тәрәпләргиму дуч келимиз. Биз буни уйғур дәври түркчисигә хас шивә пәрқлири арқилиқ шәрһийләймиз. Буни ениқлаш уйғур түркчисиниң түрк тилиниң тәрәққият тарихи вә бу тәрәққиятниң йоли вә қанунини бекитиштә нәқәдәр муһим бир орун игилигәнликини көрситип беришкә йетәрликтур.

 
Форум * Munber » TARIX ИСТОРИЯ » Tarixtin bayanlar » Уйғурлар ([Түркийә] Рәшид Рәһмәти Арат)
  • Страница 1 из 1
  • 1
Поиск:

Copyright MyCorp © 2006 Сайт управляется системой uCoz