Главная страница ساياھەتچى تور بېتىنىڭ مۇنبىرى Регистрация

Вход

Приветствую Вас Гость | RSS Среда, 2024-04-24, 4:57 PM
[ Новые сообщения-yingi xewerler · Участники-ezalar · Правила форума · Поиск-izdesh · RSS ]
  • Страница 1 из 1
  • 1
Модератор форума: Sayahetchi  
Форум * Munber » TARIX ИСТОРИЯ » Tarixtin bayanlar » Awaz anglash (her turluk sohbetlerni anglayli)
Awaz anglash
SayahetchiДата: Суббота, 2007-11-03, 4:26 PM | Сообщение # 1
Admin
Группа: Администраторы
Сообщений: 115
Статус: Offline
Uyghur tarixi heqqide bolghan sohbetlerni anglayli...
Dmitri_Vasilew.mp3 Uyghurche
 
SayahetchiДата: Суббота, 2007-11-03, 5:52 PM | Сообщение # 2
Admin
Группа: Администраторы
Сообщений: 115
Статус: Offline

Русийилик уйғуршунас Димитрий Васильевниң қәдимқи уйғур мәдәнийити һәққидә ейтқанлири.
Әнқәрәдә өткүзүлгән 38-қетимлиқ асия вә шималий африқа илмий муһакимә йиғини җәрянида русийиниң атақлиқ уйғуршунаси, русийә пәнләр академийиси шәрқшунаслиқ иниститути шәрқ тарихи тәтқиқат бөлүминиң башлиқи Димитрий васильев өзиниң қәдимки түрк вә уйғур йезиқи ядигарлиқлирини өз ичигә алған қәдимки уйғур мәдәнийити һәққидики йеңи көз қарашлирини оттуриға қойди.

Профессор Васильев әркин асия радиосиниң әнқәрә шөбисини мәхсус зиярәт қилғанда өзиниң Тува җумһурийитидики қәдимки уйғур шәһирини әслигә кәлтүрүш қурулушиға қатнишиш вә қәдимки уйғур орхун дәврини тәтқиқ қилиш әһваллири һәққидә сөзләп бәрди.

Тувада 16 қәдимий уйғур шәһири сақлинип қалған

Димитрий Васильевниң ейтишичә, Русийә һөкүмити мәбләғ аҗритип, Тува җумһурийитидики Терә-хол көлигә җайлашқан қәдимки уйғур "Пор-Баҗин" қәләсини әслигә кәлтүрүш қурулушини башлиған, мәзкур қәләни тәкшүрүш үчүн чоң көләмлик бир археологийә әтрити тәшкилләп, омумйүзлүк тәкшүрүш елип барған. Буниңға Москва вә Тува җумһурийитиниң алимлири, оқутқучи - оқуғучилири иштирак қилған. Димитрий Васильев мундақ деди:" -8 әсирдә уйғурлар җәнубий сибирийигә киришкә башлиди. Бу вақитта қәдимий уйғур қағанлиқи дөлити қурулди. Уйғурлар у вақитта шималға қарап йүрүш қилип, һазирқи Тува җумһурийитиниң тупрақлириға кәлгән. Шуңа һазир сибирийиниң җәнубида қәдимий уйғурларға аит һәйкәлләрни вә буниңға охшаш нурғун нәрсиләрни учратқили болиду. Мәсилән, һазирқи Тува җумһурийитидә 16 уйғур қәләси сақлинип қалған. Бу қәләләрниң ичидә әң диққәт тартидиғини Пор - Баҗин қәләси йәни патқақлиқ қәләдур. Бу қәлә деңиз йүзидин 2300 метир егизликтики иптидаий орманлиқ ичигә җайлашқан көлниң оттурсиға бина қилинған."

Униң ейтишичә, қәдимки уйғур қәләси Туваниң шәрқий җәнубидики Терә-Хол көлиниң оттурисиға җайлашқан болуп, кәңлики 211 метир, узунлуқи 240 метир келиду. Қәлә сепили вә башқа харабилар бир аз яхши сақлинип қалған.

Уйғур шәһирини әслигә кәлтүрүшкә русийә мәбләғ салған

Васильев бу қәләниң 8-Әсирдин 9-Әсиргичә һөкүм сүргән уйғур қағанлиқиға тәвә, орхун уйғур қағанлиқиниң қурғучиси моюнчур тәрипидин тәхминән 746- 759- йиллири әтрапида қурулғанлиқини, қирғизлар билән болған уруш нәтиҗисидә көйдүрүветилгән болуши мумкинликини пәрәз қилғили болидиғанлиқини оттуриға қоюп мундақ деди:"бу йилдин етибарән у йәрдә һөкүмәтниң һимайиси вә ярдими билән чоң бир тәтқиқат гурупписи ишләватиду. Уларниң көпинчиси археологлар. Бу қезип тәкшүрүш ишини тәклип қилған киши болса бизниң дөләт министиримиз Сергий Шойгу. У киши Тувалиқ болғачқа өзлиригә аит нәрсиләрни қоғдап қелиш үчүн пүтүн тәдбирләрни елишқа тиришиватиду."

Димитрий Васильев Русийә һөкүмити тәрипидин түзүлгән қәдимки уйғур шәһирини әслигә кәлтүрүш фонди җәмийитиниң муавин рәиси болуп, бу қурулушқа баштин ахири рәһбәрлик қилишқа һәм тәтқиқатқа қатнашти. Униң билдүрүшичә , бу қәләләрни әслигә кәлтүрүш хизмитигә русийә дөләт башлиқи путинму интайин әһмийәт бериватқан болуп, у бу һәқтә мундақ деди: "8- айда бизниң җумһур рәисимиз путин бизни зиярәт қилди. У йәрдики тәтқиқатчилар билән сөһбәт елип барди. Монако җумһурийитиниң рәисиму кәлди. Униң сиртида Русийидики министирлар вә парламент әзалири алаһидә қизиқип бу қезиш елип бериливатқан йәргә келип бизни зиярәт қилип, бу ишқа алаһидә әһмийәт бериватиду."

Профессор Димитрий Васильев Моюнчур қағанниң мәзкур шәһири әслигә кәлтүрүлгәндин кейин Русийидә уйғур мәдәнитйигә қизиқиш долқуни қозғилидиғанлиқини, һазир көплигән сиясийонларниң уйғур мәдәнийитини биливатқанлиқини тәкитлиди.

Васильев ким ?

60 Яшлиқ профессор доктор Дмитрий Васильев көплигән китабларниң апторидур. У қәдимки уйғур вә түрк тили буйичә хәлқара түркологийә саһәсигә тонулған алим болуш билән биргә түркийә ата түрк мукапатиниң еришкучиси болған . Һазир русийә шәрқшунаслар җәмийитиниң муавин рәисилик вәзиписини өтимәктә. У бу қетимқи 38- қетимлиқ асия-шималий африқа илмий муһакимә йиғини тәшкилий комитетиниң Русийә тәрәптин тәйинләнгән рәһбирий әзасидур.

Васильев йеқинда йәнә, Тува вә Хакасийә қатарлиқ җайлардин 9 парчә қәдимки уйғур қағанлиқи дәвригә аит таш пүтүкләрни тапқан болуп, у пат йеқинда буларни оқуп чиқип, илим саһәсигә елан қилмақчи икән.

 
Форум * Munber » TARIX ИСТОРИЯ » Tarixtin bayanlar » Awaz anglash (her turluk sohbetlerni anglayli)
  • Страница 1 из 1
  • 1
Поиск:

Copyright MyCorp © 2006 Сайт управляется системой uCoz