Көчмә көл-Лопнур муназирсиниң тасадиби нәтижиси Пржевальский тапқан көлни йәрлик хәлқләр "Қара қуюн"дәп атайду. Әгәр"Қара қуюн"ни Лопнур дәп билгәндә, у һазирқи жуңгуниң қәдимдин буянқи жуғрапийә хәритиси материяллириниң һәммиси хата болған болиду. Әгәр"Қара қуюн" Лопнур болмиғанда, ундақта һәқиқий Лопнур зади қәйәрдә? Бу тоғрлиқ Пржевальский билән Речхофин оттурсидики кәскин муназирә аяқлашқини йоқ. Пәқәт Пржевальскийниң өлими биләнла тохтап қалди. Арқидинла Лопнур муназирси Речхофинниң шагирти тоғма экспедицийичи дегән намға мунасип болған сивин һидин(Свен Хидин) мәйданға чиқип күтүлмигән нәтижигә еришти.
1893 - жили тунжи қетим Оттура Асияни екиспидитсийә қилған Свен Хидин Тарим дәряси билән униң тармиқи Көнчи дәряси қошулидиған йолни бойлап маңмай башқа йол билән маңди. Нәтижидә қуруп кәткән қуруқ дәряни сәзди. Йәниму ичкирләп меңип, "ахир көл, қара көл, тайиқ көл вә арча көл" қатарлиқ төрт көлни байқиди. Бу төрт көлниң туташқан жайи жуңгуниң жуғрапийә китаплирида баян қилинған Лопнур көли билән мас келиду. Свен Хидин буниң Речхофин тәшәбус қилған һәқиқий Лопнур көлиниң қалдуқи екәнлигигә һәқиқи ишәнди. Бү қетимқи тәкшүрүштин кейин йәнә бир қетим тәкшүрүш елип бериш арқилиқ төвәндикичә қиясни оттурға қойди:
"Деңиз йүзидәк түп-түз қумлуқ үстидә еқин су йәр йүзидики кичиккинә өзгиришләргиму сәзгүр келиду. Жәнубтики "Қара қуюн" көлиниң оттурчә чоңқурлуқи 0.81метр келиду. У Тарим дәрияси еқитип кәлгән лай-латқа, һайван вә өсүмлүкләрниң чиритмилири һәмдә көчмә қум билән тиндурветилгән. Йәнә бир жәһәттин көчлүк шәрқи шимал шамили нәччә әсир давам қилип, қумлуқниң шимал тәрпидики көл тегини учуртуп төвәнләштүрвәткән .Мана бу хил тәсир түпәйлидин Тарим дәрияси йәнә бир қетим "Қуруқ дәрия"ға қуюлған. Шималдики ойманлиқта болса қайтидин көл барлиққа кәлгән. Шуниң билән "Қара қуюн" қуруп кәткән. Жуңгу хәритисидә болса, қумлуқниң шималидики көлләргә ахир су тошуп кәткән.
Лопнур көли шу рәвиштә худди маятниктәк қумлуқта уян-буян йөткилип турған. Униң йөткилишиниң дәвир қилинишини Свен Хидин 1500 йил дәп қариған. Лопнур көли бир"Көчмә көл". Илим-пән саһәсидикиләр бу йүрәклик тәлиматқа асасий жәһәттин соғуқ муъамилидә болди. Бу йәкүн биринчи қетимлиқ экспедициядин 14 жил кийин чиқирилиду. Шу жили Свен Хидин төртинчи қетимлиқ экспедиция әтирити уюштуруп Турпанға кәлгәндә бир содигәр уларни йоқлап келиду. Улар бу содигәрдин "Бундин йәттә йил бурун Көнчи дәрияси қуруқ дәрия қениға қуйилатти" дегән гәпни аңлап қалиду.Бу факт билән Свен Хидинниң тәлимати тиклиниду. Пржевальскийниң "Қара қуюн тәлимати" бәрбат болуп ,Речхуфинниң "Лопнур"риға қайтидин су тошиду.
Мәнбә: японйилик чийәндав шинси язған "Йипәк йолидики 99сир" намлиқ китап.
© http://lopnuri.blogbus.com/logs/34967411.html
-=-=-=-
Köchme köl-lopnur munazirsining tasadibi netijisi
Przhiwaliski tapqan kölni yerlik xelqler"qara quyun"dep ataydu.Eger"qara quyun"ni lopnur dep bilgende,u hazirqi jungguning qedimdin buyanqi jughrapiye xeritisi matiriyallirining hemmisi xata bolghan bolidu.Eger"qara quyun"lopnur bolmighanda,undaqta heqiqiy lopnur zadi qeyerde? Bu toghrliq przhiwaliski bilen réchxofin ottursidiki keskin munazire ayaqlashqini yoq.Peqet przhiwaliskining ölimi bilenla toxtap qaldi.Arqidinla lopnur munazirsi réchxofinning shagirti toghma ékispiditsiyichi dégen namgha munasip bolghan siwin hidin meydan'gha chiqip kötülmigen netijige érishti.
1893-Yili tunji qétim ottura asiyani ékispiditsiye qilghan siwin hidin tarim deryasi bilen uning tarmiqi könchi deryasi qoshulidighan yolni boylap mangmay bashqa yol bilen mangdi.Netijide qurup ketken quruq deryani sezdi.Yenimu ichkirlep méngip,"axir köl,qara köl,tayiq köl we archa köl"qatarliq töt kölni bayqidi.Bu töt kölning tutashqan jayi jungguning jughrapiye kitaplirida bayan qilin'ghan lopnur köli bilen mas kilidu.Siwin hidin buning réchxofin teshebus qilghan heqiqiy lopnur kölining qalduqi ikenlikige heqiqi ishendi.Bü qétimqi tekshürüshtin kiyin yene bir qétim tekshürüsh élip bérish arqiliq töwendikiche qiyasni otturgha qoydi:
"Déngiz yüzidek tüptüz qumluq üstide éqin su yer yüzidiki kichikkine özgirishlergimu sezgür kélidu.Jenubtiki"qara quyun"kölining otturche chongqurluqi0.81Mitir kélidu.U tarim deryasi éqitip kelgen lay-latqa,haywan we ösümlüklerning chiritmiliri hemde köchme qum bilen tindurwitilgen.Yene bir jehettin köchlük sherqi shimal shamili nechche esir dawam qilip,qumluqning shimal terpidiki köl tégini uchurtup töwenleshtürwetken.Mana bu xil tesir tüpeylidin tarim deryasi yene bir qétim "quruq derya"gha quyulghan.Shimaldiki oymanliqta bolsa qaytidin köl barliqqa kelgen.Shuning bilen "qara quyun"qurup ketken.Junggu xeritiside bolsa,qumluqning shimalidiki köllerge axir su toshup ketken.
Lopnur köli shu rewishte xuddi mayatniktek qumluqta uyan-buyan yötkilip turghan.Uning yötkilishining dewir qilinishini siwin hidin 1500yil dep qarighan.Lopnur köli bir"köchme köl".Ilim-pen sahesidikiler bu yüreklik telimatqa asasiy jehettin soghuq mu'amilide boldi.Bu yekün birinchi qétimliq ékispiditsiyidin 14yil kiyin chiqirilidu.Shu yili siwin hidin tötinchi qétimliq ékispiditsiye etiriti uyushturup turpan'gha kelgende bir sodiger ularni yoqlap kélidu.Ular bu sodigerdin"bundin yette yil burun könchi deryasi quruq derya qénigha quyilatti"dégen gepni anglap qalidu.Bu pakit bilen siwi hidinning telimati tiklinidu.Przhiwaliskining "qara quyun telimati"berbat bolup,réchxufinning"lopnur"righa qaytidin su toshidu.
Menbe:yapunyilik chiyendaw shinsi yazghan"yipek yolidiki 99sir" namliq kitap