Главная страница ساياھەتچى تور بېتى Регистрация

Вход

Приветствую Вас Гость | RSS Суббота, 2024-04-27, 8:27 AM
Меню сайта

Наш опрос
Оцените = Torbetni bahalash
1. Отлично- Ela
2. Хорошо - Yaxshi
3. Нормально - Yaman emesken

[ Результаты · Архив опросов ]

Всего ответов: 21

Ғени батур

 

Үч Вилайәт Инқилави Нилқа қозғилиңиниң асаслиқ рәһпәрлиридин бири, уйғур хәлқиниң хәлиқ қәхирмани, һәрби қомандан Ғени Муһәммәт Бақир 1902 - йили Ғулҗа наһийә Қаш йезисиниң Турдийуз мәһәллисидә кәмбәғәл диһқан аилисидә дунйаға кәлгән. Ғени батур кичигидинла ишчан, батур, кучлук, ғәйрәтлик бала болуп, бала вақтида челишта даң чиқириду вә егиз бой, гәвдилик, йоған баш, кәң вә созуқ йузи қип - қизил, қой көз, кәм сөз адәм болуп йетилип чиқиду .

 

Ғени батур 16 йаш вақитлирида бир куни Тоққуз Тарада батурлуқ һәққидә сөз қиливатқан атлиқ бир қазақ йигиткә: « Мән мушу ала етиңни ашу қара йағач тувигә апирип әкәлсәм нимә дәйсән ?» дәп 150 метир арлиқни көрсутиду. Қазақ йигит «Әгәр дигиниңдәк қилсаң, атни саңа бәрдим. Қилалмисаң аву торуқ етиң мениң» дәйду, Ғени батур барған пети атни йәлкисигә елип маңиду, қийқас көтурулиду. Ғени батур атни көтуруп қарйағачтин 100 метир нери йәргә елип берип, қайтуруп әкилиду. Хәлиқ һәйран қалиду. Шуниң билән Ғениниң «батур» дегән нами пүтүн Или райониға тарқилиду.  Һәм зулумға җазанихорлуққа қарши һәрикәт қилидиған ночилар Ғениниң әтрапиға топлишишқа башлайду. Улар залим бәгләр,  җазанихор байлар, әмәлдарларни тиллайду,  мәсхирә қилиду,  епи кәлсә уларниң мал мулкини оғурлап,  йитим - йисирларға тарқитип бериду.  Шуңа Ғени 1944 йилиғичә көп қетим турмиләргә ташлиниду,  һәр қетим қамалғанда кишәнни үзүп ташлап качиду.

 

Әң ахирқи қетим Ғени батур 1944 - йили 4 - айниң 5 - куни душәнбә Үрумчи 2 – турмидин,  (һазирқи Үрүмчи шәһәрлик хәлиқ сот мәһкимиси орнида),  қечип Нилқа әтрапида йошурнуп йүриду.  Шу күнләрдә Нилқа тағлирида гомидаңға қарши һәркәт елип бериватқан Фатих батур , Әкбәр батур,  Қурбан Бурһанидов,  Осман Ибрайимов, Сейит Аван ( Әкбәрниң иниси ), Нур Оболов,  Һошур Мамутов,  Мусақан Қурбан,  Хәмит Муслимов ( Фатих батурниң иниси ),  Рәпиқ Байчурин қатарлиқ партизанлар гурупписи Ғени батурниң Үрүмчи түрмисидин қечип кәлгинини аңлап, уни издәп тапиду,  шуниң билән Ғени батур инқилапқа қетилиду.  Партизанлиқ штаб қурулғанда Ғени батур 2- партизанлар групписиға мәсул болиду,  бу группида зулумға қарши, әркинликкә интилгүчи 200 дин артуқ партизан бар еди .

Ғени батур шундин башлап һәрқайсу уруш районлирида батурлуқ көрситиду вә кишиләр тәрипидин Ғени батур дәп тәриплиниду.  Ғени батур вә партизанлар гоминдаңниң Ғулҗа тәрәптин 10 машинида кәлгән әскирини тосуп зәрбә берип,  Мазар райониға киргүзмәй йоқутуп уларниң қорал йарақлирини ғәнимәт алиду.  Султан Овәйс мазириға йошурун кирип,  сақчи идарисини пачақлап ташлайду.  Һәр милләт хәлқидин қамалған 30 нәччә кишини қутулдуруп чиқиду. Ғени батур йәнә Қара су,  Суптай, Мазар районидики урушта атлиқ икки қолида икки мавзур билән йамғурдәк йиғиватқан оққа қаримай душмән сепини йерип өтуду.  Дүшмән топиға атлиқ бесип кирип дүшмән қолидики қорални тартип елип чиқиду. Ғени батурниң бундақ батурлиғи хәлиқ ичидә һәрхил әпсаниларниң келип чиқишиға сәвәп болиду .

 

Ғени батур Аршаңни елиш урушида еғир йарлинип Алмутиға давалинишқа бариду вә давалинип қайтип кәлгәндин кейин вақитлиқ һокумәт униң қәхирманлиқ җасарити, қоманданлиқ маһаритини нәзәргә елип, униңға полковниклиқ һәрби унван вә «хәлиқ қәхирмани»  дигән һөрмәтлик намни бериду. У азатлиққа қәдәр Үч Вилайәт Һөкумитиниң әзаси,  Милли Армийә һәрби сот мәһкимисиниң башлиғи қатарлиқ вәзипиләрдә болиду. У бу җәрйанда  «җумһурйәт»,  «азатлиқ », « истиқлалийәт»,   «баһадурлуқ үчүн»  қатарлиқ көплигән орденлар билан тартуқлиниду .

 

Азатлиқтин кейин өлкилик сәйаси мәслиһәт кеңәш йиғиниға қатнишиду.  Кейин Кейи Патих батур билән Ләнҗуда 1953- йилиғичә дәм алиду. 1953 - йилиниң ахири қайтип келип өлкилик сәйаси мәслиһәт кеңишигә әза болиду.  1954- йилиниң ахири Ғулҗиға кетиду вә 1956 - йилиниң ахири һазирқи Қазақистанға чиқип кетиду. 1981 - йили 79 йешида Алмута шәһиридә вапат болиду.

редакция и правка: Sayahetchi
Форма входа

Календарь новостей
«  Апрель 2024  »
ПнВтСрЧтПтСбВс
1234567
891011121314
15161718192021
22232425262728
2930

Поиск по новостям

Друзья сайта

Статистика

Copyright MyCorp © 2006 Сайт управляется системой uCoz